
05/09/2025
2025-йили 9-май күни Әркин Асийа Радийосиниң уйғур, тибәт вә берма тиллиридики аңлитишлири тохтайду.
Америка һөкүмити дөләт мәжлиси тәрипидин Әркин Асийа Радийосиға ажритип берилгән мәбләғни йоллап бәрмигәнлики үчүн радийомиз өз мәшғулатини зор дәрижидә қисқартишқа мәжбур болди. Бу шуни көрситидуки, Әркин Асийа Радийосиниң Асийа қитәсидики тоққуз хил тилда аңлитиш бериватқан төт бөлүми әмди мәтбуат әркинлики болмиған мәмликәтләр йаки районлардики Әркин Асийа Радийосини ишәнчлик хәвәр мәнбәси дәп қарап келиватқан аңлиғучиларға мулазимәт қилиштин тохтайду. Радийониң мәблиғи әмәлийләшмисә, башқа тилларниң аңлитишлириму йеқин арида мулазимәттин тохтайду.
Оттуз йилға йеқин вақитта Әркин Асийа Радийосиниң уйғур бөлүми Шәрқий Түркистан (Шинжаң)ниң ичи вә тешидики уйғурлар үчүн муһим вә мустәқил хәвәр мәнбәси болуп кәлгән иди. Бу жәрйанда уйғур бөлүмидики мухбирлар хитай һөкүмитиниң һакиммутләқ һөкүмранлиқидики тәңсизликләр һәққидә хәвәрләр ишлиди, хитайниң сахта тәшвиқатлирини паш қилди, шуниңдәк тәқиб вә зулумларға дучар болуватқан милйонлиған уйғурлар үчүн үмид нури болуп кәлди. Әркин Асийа Радийоси уйғурларниң һайатиға ғайәт зор дәрижидә тәсир көрситип келиватқан кәң көләмлик лагерлар, мәжбурий әмгәк вә мәдәнийәт саһәсидики йоқитиш қилмишлиридин мәлумат бәргән болуп, буларниң һәммиси хитай һөкүмити аңлашни задила халимайдиған хәвәрләр иди. Радийо өз нөвитидә уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелишта муһим рол ойнап кәлди. Буларниң һәммиси ашу чәкләнгән районда туруп радийо пирограммилиримизни аңлиған инсанларниң даимий қоллап-қуввәтлиши түпәйлидинла әмәлгә ашқаниди.
Өмлүктә биз тарих йараттуқ. Өмлүктә биз тәңсизликләргә қарши сүкүнатни буздуқ. Шундақла өмлүктә биз дунйаниң әң йошурун вә мурәккәп районлиридики өзгиришләргә шаһит болдуқ.
Бу йүрәкләрни езидиған бир дәқиқә. Әмма Радийони сақлап қелиш үчүн қолимиздин кәлгән ишниң һәммисини қилимиз. Биз бу ишларниң бир ахирлишиш әмәс, бәлки қисқа муддәтлик бир тохташ болуп қелишини үмид қилимиз.
_______________________________________
#ئۇيغۇر #ئۇيغۇرلار #ئۇيغۇرچە